пакистан соти наваз шәрифниң америкада давалинишиға рухсәт қилди

пакистанниң сабиқ баш министири наваз шәриф әнглийәдин кейин америкада давамлиқ давалиниду.

1319991
пакистан соти наваз шәрифниң америкада давалинишиға рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң сабиқ баш министири наваз шәриф аилисиниң таратқуларға байанат берип, иммунитет күчиниң аҗизлиши сәвәбидин қан пластинкиси сәвийәси төвәнлигән шәрифни әнглийәдә давалашниң мумкин болмиғанлиқини билдүрди.

наваз шәрифниң 2019-йили 16-декабирда бостондики бир дохтурханиға баридиғанлиқи әскәртилгән байанатта, мәзкур дохтурханиниң бу хил кесәллкләрни давалийалайдиған бир қанчә дохтурханидин бири икәнликини қәйт қилинди.

парихорлуқ билән әйибләнгән вә 10 йилдин буйан түрмидә йетиватқан наваз шәриф, 2019-йили өктәбирдә саламәтлики сәвәбидин икки айлиқ давалинишқа рухсәт қилинған иди. пакистанниң лаһор шәһиридә даваланған наваз шәрифниң дохтурханида йүрәк кесили қозғилип кәткән иди.

пакистан һөкүмити вә исламабад алий соти наваз шәрифниң икки айлиқ давалиниш басқучиниң бир айлиқ қисмида чәт әлдә давалинишиға рухсәт қилған болуп, наваз шәриф бу сәвәбтин 19-нойабир әнглийәгә барған иди.         



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر