ақсарай аталмиш «әрмәний қирғинчилиқи» лайиһәсини 3 – қетим рәт қилған

америка палатасида аталмиш «әрмәний қирғинчилиқи» ни етирап қилиш нишан қилинған қарар лайиһәсиниң ақсарайниң тәлипигә бинаән үчинчи қетим рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

1318868
ақсарай аталмиш «әрмәний қирғинчилиқи» лайиһәсини 3 – қетим рәт қилған

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, җумһурийәтчи палата әзаси кевин крамер ақсарайниң тәлипигә бинаән,  демократ палата әзаси боб менендез вә җумһурийәтчи палата әзаси тед круз тәрипидин тәййарланған аталмиш «әрмәний қирғинчилиқи» ни етирап қилиш нишан қилинған қарар лайиһәсиниң мақуллинишиниң алдини алған.

илгириму аввал җумһурийәтчи палата әзаси линдсей граһам, арқидин дәйвид пердуе мәзкур қарар лайиһәсиниң мақуллинишиниң алдини алғаниди.

игилинишичә, америка палатасида авазға қойулидиған лайиһәни һәрқандақ бир палата әзаси қарши чиқип, мақуллатмаслиқ һоқуқиға игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر