америка: иран ахирқи намайишларда миңдин артуқ намайишчини өлтүргән болуши мумкин

америка қошма иштатлириниң иран ишлири алаһидә вәкили бриан һок ахирқи намайишлар җәрйанида иран дөләт хәвпсизлик күчлириниң миңдин артуқ намайишчини өлтүргән болуш еһтималлиқиниң йуқирилиқи ейтти.

1318943
америка: иран ахирқи намайишларда миңдин артуқ намайишчини өлтүргән болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: һок, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида қилған сөзидә, ирандики йеқинқи вәқәләрниң җавабкариниң теһран һөкүмити икәнликини,  ахирқи намайишлар җәрйанида иран дөләт хәвпсизлик күчлириниң миңдин артуқ намайишчини өлтүргән болуш еһтималлиқиниң йуқирилиқини тәкитләп мундақ деди: «бу намайишлар иран һөкүмити йеқинқи 40 йилдин буйан дуч кәлгән әң еғир сийасий киризистур. иранниң җәнубидики бир районда өткүзүлгән намайишларда дөләт хәвпсизлик күчлириниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқи вә миңдин артуқ кишиниң өлгәнлики илгири сүрүлгән бир видео америка даирилири тәрипидин көрүлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر