майк пенс: америка ирандики намайишларни қоллайду

америка муавин пирезиденти майк пенс американиң иранда бензин баһасиниң өстүрүлишигә қарши башланған вә нурғун кишиләрниң өлүмигә сәвәб болған дөләт миқйасидики кәң - көләмлик намайишларни қоллайдиғанлиқини елан қилди.

1310245
майк пенс: америка ирандики намайишларни қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: иран һөкүмити американиң намайишларни қоллишини, «ички ишимизға арилишвалғанлиқ» дәп қарап, америкаға наразилиқ нотаси тапшурғандин кейин, бу қетим америка муавин пирезиденти майк пенс тивиттер һесабида учур елан қилип, американиң ирандики намайшиларни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

майк пенс тарқатқан учурида, «иран хәлқи кочиларда намайиш қилмақта. теһрандики айәтуллаһлар болса, зорванлиқ күчини ишлитип, өз хәлқини әзмәктә» деди.

бу арилиқта америка медийаси, «USS Abraham Lincoln» намлиқ америка авийаматкисиниң һөкүмәтниң буйруқиға бинаән аридин 6 ай өткәндин кейин тунҗи қетим бәсра деңиз қолтуқиға қарап йолға чиққанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر