трамп өзини вәзипидин елип ташлаш тәкшүрүшлири даирисидә, ипадә беришни ойлашмақта

америка пирезиденти доналд трамп палатаниң өзини вәзиписидин елип ташлаш тәкшүрүшлири даирисидә, ипадә беришни җиддий ойлишватқанлиқини елан қилди.

1308883
трамп өзини вәзипидин елип ташлаш тәкшүрүшлири даирисидә, ипадә беришни ойлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп авам палатасида давамлишиватқан өзини вәзиписидин елип ташлаш тәкшүрүшлири һәққидә твиттер һесабидин елан қилған байанатида, авам палатаси башлиқи нәнсий пелосиниң түнүгүн (18-нойабир) қатнашқан «Face the Nation» (хәлқниң йүзи) намлиқ пирограммида, өзини тәкшүрүштә ипадә беришкә чақирғанлиқини әскәртти.

нәнсий пелосиниң «ипадини йазма шәкилдә бәрсиму болиду» дегәнликини әскәрткән доналд трамп, «гәрчә хата иш қилмиған болсамму вә буниң ахириси йоқ сахтипәзлик һәрикитини етибарға игә қилишини халимисамму, йәнила бу пикирни йахқтурдум. палатаниң қайтидин өз хизмәтлиригә мәркәзлишиши үчүн бу пикирни җиддий ойлишимән» деди.

америка пирезиденти доналд трампниң украина пирезиденти владимир зеленский билән ийул ейида өткүзгән телефон сөһбитидә, зеленсикийға рәқиби җо байдин вә аилисини тәкшүргән қилған тәқдирдә, американиң украинаға йардәм қилидиғанлиқини ейтқанлиқи илгири сүрүлгән иди. 

америка палатасидики демократчилар бу хәвәрни асас қилип, доналд трампни вәзиписидин елип ташлаш һәрикитини башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر