«фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида 7 – қуруқлуқ чарлаш паалийәтлири ишқа ашурулди

түркийә қисимлири билән русийә қисимлири учқучисиз һава аппаратлириниң иштирак қилишида «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида 7 – ортақ чарлаш паалийәтлирини елип барди.

1307556
«фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида 7 – қуруқлуқ чарлаш паалийәтлири ишқа ашурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, русийә қисимлири билән түркийә қисимлириниң қамишли – дәрик саһәсидики қуруқлуқ ортақ чарлаш паалийәтлири пилан бойичә мувәппәқийәтлик тамамланған. ортақ чарлаш паалийәтлиригә һәр икки тәрәптин төттин болуп, җәмий 8 қуруқлуқ һәрбий аптомобили вә учқучисиз һава аппаратлири қатнашурулған.

һавадин тик учар айропиланларму йардәм бәргән ортақ чарлаш паалийәтлири 10 километир чоңқурлуқта вә 26 километир узунлуқта ишқа ашурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر