ши җинпиң хоңкоңда йәрлик һөкүмәтни қоллайдиғанлиқлирини билдүрди
хитай дөләт рәиси ши җинпиң хоңкоңда қиилниватқан намайишларда йүз бәргән зораванлиқларни ахирлаштуруш мәсилисидә, йәрлик һөкүмәтни қоллиғанлиқлирини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң биразилийәдики «кесәк алтун» дөләт башлиқлири йиғинида хоңкоң тоғрисида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.
гезитниң хәвиридә көрситилишичә, ши җинпиң биразилийә, русийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләрдин тәшкил тапқан «кесәк алтун» (BRICS) дөләтлири йиғиниға қатнашқан. у йиғинда, хитайниң хоңкоң һөкүмитиниң зораванлиқларни ахирлаштуруш үчүн қануний һоқуқлиридин пайдилинишини қоллиғанлиқини әскәрткән.
у намайишчиларни «вәһший җинайәтчиләр» дәп әйибләп, зораванлиқларни ахирлаштуруш вә җәмийәт тәртипини қайтидин орнитишниң, хоңкоң һөкүмитиниң әң муһим мәсилиси икәнликини қәйт қилған.
у йәнә: «хоңкоң сақчилириниң қанунниң қоғдилиши үчүн үнүмлүк һәрикәтләрни қилишини, әдлийә тармақлириниң җинайәт өткүзгәнләрни җазалишини қоллаймиз. давамлишиватқан зораванлиқлар хоңкоңниң қанун вә низамиға, параванлиқи вә муқимлиқиға тәһдит селипла қалмастин, <бир дөләт, икки хил түзүм> дин ибарәт башқуруш пиринсипиғиму очуқ-ашкара тәһдит пәйда қиливатиду» дегән.