әрдоған: аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» дәвалирида йүзимиз йоруқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» дәвалирида йүзлириниң йоруқ, қәддилириниң рус, өзигә болған ишәнчлириниң толуқ икәнликини ейтти.

1306099
әрдоған: аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» дәвалирида йүзимиз йоруқ

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған хизмәт зийаритидә болған америка қошма иштатлирида пирезидент трамп билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барғандин кейин, трамп билән бирликтә қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, америка авам палатасида 29 – өктәбир күни аталмиш «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» һәққидә қарар чиқирилишиниң түркийә хәлқини қаттиқ рәнҗиткәнликини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниң қәдди рус, йүзи йоруқ, өзигә болған ишәнчи толуқтур. әрменийә тәрәпкә, бу мәсилини ортақ тарих тәтқиқат комитетиниң васитиси арқилиқ тәтқиқ қилип, ениқлап чиқиш тоғрулуқ сунған тәклипимиз һазирму күчкә игә. буниңдин 104 йил илгири уруш шараитлирида йүз бәргән вәқәләр һәққидә қарар чиқириш сийасәтчиләрниң әмәс, әксичә тарихчиларниң ишидур. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, сүрийә киризисини үзүл – кесил һәл қилиш үчүн америка қошма иштатлири билән һасил қилинған келишимгә толуқ риайә қилип келиватимиз. дәрвәқә, америка қошма иштатлириниң бу һәқтә райондики әң ишәнчилик шерики түркийәдур. пирезидент трамп билән түркийәниң миллий бихәтәрликигә тәһдит селиватқан террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә һәр икки тәрәпниң ирадилириниң қәтийликини оттуриға қойдуқ. трампқа фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң америка қошма иштатлиридики мәвҗудийитигә хатимә бериш тәлипимизни тәкрарлидуқ. мунасип тәклип сунулған тәқдирдә, америка қошма иштатлиридин <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба сетивелишимиз мумкин.»

у йәнә, түркийәниң америка қошма иштатлири билән болған дипломатик мунасивәтлиридә узунға созулидиған иттипақдашлиқ роһиға уйғун шәкилдә йеңи бир сәһипә ечиш ирадилириниң қәтийликиниму сөзлиригә илавә қилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, зийарити мунасивити билән җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтип мундақ деди: «учришишта, сүрийә киризиси, түркийә русийәдин сетивалған <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси, икки дөләт оттурисидики сода һәҗмини 100 милйард долларға йәткүзүш қатарлиқ икки тәрәп мунасивәтлиригә алақидар мәсилиләр һәққидә музакирә елип бардуқ. учришишимиз наһайити мувәппәқийәтлик өтти. < F 35 > типлиқ уруш айропиланлири мәсилисини һәл қилиш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватимиз. террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәштә биз билән һәмкарлашқанлиқи үчүн җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтимән. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, америка қошма иштатлири билән түркийәниң иттипақдашлиқ мунасивити шималий атлантик әһди тәшкилати вә оттура шәрқ райони үчүн наһайити муһим бир күч һесаблиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر