ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң 14 әзаси уҗуқтурулди

ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң йеза - қишлақлардики базилириға һавадин вә қуруғлуқтин тәңла һуҗум қилиш һәрикити елип берилди. һәрикәттә 14 террорчи уҗуқтурулди.

1305659
ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң 14 әзаси уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған байанатта, пайтәхт бағдатниң шәрқигә җайлашқан дийала вилайитигә қарашлиқ йиза қишлақлардики даеш базилириға һавадин вә қуруғлуқтин тәңла һуҗум қилиш һәрикити елип берилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, дийала вилайитиниң ханәкин наһийәсигә қарашлиқ каратәпә вә җәлавла йезилири оттурисида һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқи, һава һуҗумида 10 террорчи вә қуруғлуқтин қилинған һуҗумда болса, 4 террорчиниң өлтүрүлгәнлики қәйт қилди.

террорлуқ тәшкилатти даеш 2014йили ийун ейида мусулни ишғал қилип, аридин узун өтмәй, ирақниң өчтә бир қисмини алқинға киргүзүвалған иди. ирақ армийәси 2017йил декабирда мәзкур җайларниң һәммини даештин қайтуруивалған иди. 

даеш райондин қоғлап чиқирилип, шәһәрләр қайтуруп елинған болсиму, бирақ тәшкилатниң қалдуқлири кәркүк, дийала, мусул, салаһиддин вә әнбәр вилайәтлиригә қарашлиқ йеза - қишлақларда пат -пат һуҗумлирини давамлаштуруп кәлмәктә иди. 

 


خەتكۈچ: #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر