қуйун апитиниң көрүлүш нисбити 100 йил илгиригә селиштурғанда 3 һәссә ашти

мутәхәссисләр бүгүнки күндә әң еғир зийанларға сәвәб боливатқан тәбиий апәтләрдин қуйун апитиниң көрүлүш нисбитиниң бир әсир илгирикигә селиштурғанда үч һәссә ашқанлиқини оттуриға қойди.

1305542
қуйун апитиниң көрүлүш нисбити 100 йил илгиригә селиштурғанда 3 һәссә ашти

түркийә авази радийоси хәвири: «BBC» ниң хәвиригә асасланғанда, «PNAS» журнилида бу һәқтики тәтқиқатларниң нәтиҗиси елан қилинған болуп, данийәниң копенһагин университети тәтқиқатчилири қуйун апити кәлтүрүп чиқарған зийанларни һесаблаш үчүн йеңи бир усулни ишләткән.

тәтқиқатчилар қуйун апитиниң көрүлүш нисбити ениқ һесаблап чиққанлиқини, американиң җәнубий вә шәрқий саһиллирида 1900йилидин 2018йилиғичә көрүлгән 240 тин көпрәк қуйун апитини тәкшүрүп хуласисини бекиткәнликини билдүргән.

мутәхәссисләр қуйун апитиниң көрүлүш нисбитиниң 100 йил илгирикигә селитурғанда %330 ашқанлиқини вә буниңға асасән дегүдәк киламатниң иссип кетиши сәвәб болғанлиқини қәйт қилған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر