һиндонезийә җамаәт хәвпсизлик идариси баш мудири суматрадики партлаш һәққидә байанат бәрди

җамаәт хәвпсизлик идариси баш мудири деди прасетйо, шималий сумарта өлкисиниң пайтәхти меданда мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗуми тоғрисида байанат бәрди.

1305545
һиндонезийә җамаәт хәвпсизлик идариси баш мудири суматрадики партлаш һәққидә байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийәниң сумарта арилидики сақчи мәркизигә қилинған өзини қошуп партлитиш характерлик бомба һуҗумида 4 нәпири сақчи болуп җәмий 6 адәм йариланди.

җамаәт хәвпсизлик идариси баш мудири деди прасетйо байанат берип, шималий сумарта өлкисиниң пайтәхти меданда шу җай вақти саәт 8 дин 45 минут өткәндә һуҗумчиниң бәдинигә теңивалған бомбини сақчи мәркизиниң аптомобил тохтитиш орниниң дәрвазиси алдида партлатқанлиқи, вәқәдә 4 нәпири сақчи болуп җәмий 6 адәмниң йариланғанлиқи, һуҗумчиниң өлгәнлики тоғрисидики учурларни ортақлашти.

игилинишичә, һазирғичә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиған болсиму, тәрәпләр даеш билән четишлиқи болған «җамаәту әнсаруддәвлә» намлиқ террорлуқ тәшкилатидин гуманланмақта икән.

бу җәрйанда һуҗумдин кейин һиндонезийә мәһәллий таратқулириниң бәзи хәвәрлиридә, һуҗумниң икки гумандар тәрипидин садир қилинғанлиқи илгири сүрүлгәниди.

һуҗум йүз бәргән сақчи мәркизиниң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнлики, вәқәгә алақидар тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر