руһани: дунйа билән алақә орнатмисақ йалғуз қалимиз

иран пирезиденти һәсән руһани, дунйа дөләтлири билән алақә орнатмиған тәқдирдә иранниң йалғуз қалидиғанлиқини, шуниң үчүн мәнпәәтләрни нәзәрдә тутқан һалда барлиқ сөһбәтләргә иштирак қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1304957
руһани: дунйа билән алақә орнатмисақ йалғуз қалимиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани, кирман өлкисигә қарашлиқ бафт шәһиридики бир деһқанчилиқ фабрикисини хизмәткә кириштүрүш мурасимида сөз қилип, йадро келишимидин чекинишни вә ғәрб билән болған мунасивәтләрниң даирисини тарайтишни тәләп қиливатқан өктичи қатламни әйиблигән һалда, «бәзиләр дунйа билән көрүшидиған болсақ, қолимиздики күчни йоқитип қойимиз, дәп ойлимақта. тәрәққийат йолида илгириләватқан бир дөләтниң йалғузлишишини тәсәввур қилиш мумкинму? мунасивәт орнатмисақ йалғузлишимиз» деди.

«дунйа билән мунасивәт орнатмаслиқ иранниң йалғузлишишини кәлтүрүп чиқириду» дегән руһани, шуңа пүткүл дунйа билән сөзлишип келиватқанлиқлирини вә хәлқниң мәнпәәтини капаләткә игә қилиш үчүн зөрүр болған барлиқ сөһбәтләргә иштирак қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.


خەتكۈچ: #руһани , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر