гиретсийәдә университет оқуғучилири билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди

гиретсийәдә афина иқтисад университетиниң дәрсләрни 17 – нойабирғичә тохтитиш қарариға наразилиқ билдүрүп, намайиш қилған оқуғучиларға сақчилар қаттиқ мудахилә қилди.

1304653
гиретсийәдә университет оқуғучилири билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт афинаға җайлашқан афина иқтисад университети кеңиши 11- нойабирдин 17нойабирғичә дәрсләрни вақитлиқ тохтитиш қарари мақуллиғандин кейин, тәхминән 100 кишилик оқуғучилар гурупписиниң университетқа киришкә тиришиши түпәйлидин сақчилар билән сүркүлүш йүз бәрди.

сақчилар оқуғучиларни тарқитиветиш үчүн йаш аққузуш гази вә аваз бомбиси ишләтти.

сақчилар түнгүнму унивеситетта елип барған тәкшрүүш җәрйанида, нурғунлиған маска, таш вә калтәкләрни қолға чүшүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر