даешниң қурған тузиқида нурғун ирақ әскири өлди

ирақниң шималидики дийалә вилайитидә террорлуқ тәшкилати даешниң қурған тузиқиға чүшкән 4 ирақ әскири һайатидин айрилди.

1305036
даешниң қурған тузиқида нурғун ирақ әскири өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һәрбий мәнбәлириниң билдүрүшичә, ирақ армийәсидин бир әтрәт һаникин наһийәсгә қарашлиқ қаратәпә районида террорлуқ тәшкилати даешниң қурған тузиқиға чүшкән, бу арилиқта йүз бәргән тоқунушта 4 ирақ әскири өлгән, 7 си йариланған.

вәқәдин кейин нәқ мәйданға запас қисим әвәтилгән.

террорлуқ тәшкилати даеш 2014 – йили ийун ейида мусул қатарлиқ ирақ терротерийәсиниң үчтин бир қисмини қолға киргүзүвалғаниди.

ирақ дөләт хәвпсизлик күчлири 2017 – йиил декабирда мәзкур терротерийәниң көп қисмини қайтурувалғаниди.

игилинишичә, террорлуқ тәшкилати даеш райондин чиқирилған вә һәрқайси шәһәрләр қайтурувелинған болушиға қаримай болупму кәркүк, дийалә, мусул, салаһидин вә әнбар вилайәтлириниң һәрқайси йеза – қишлақлирида даешниң һуҗумлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر