германийәдә тунҗи қетим бир түрк шәһәр башлиқи болди

германийәдә әсли түркийәлик сийасий паалийәтчи бәлит унай һанновер шәһириниң шәһәр башлиқлиқиға сайланди.

1303802
германийәдә тунҗи қетим бир түрк шәһәр башлиқи болди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә тунҗи қетим әсли түркийәлик бир сийасий паалийәтчи шәһәр башлиқлиқиға сайлинип, германийә тарихида бир йеңилиқ йаратти.

һанновер шәһәр башлиқлиқи сайлиминиң 2 – басқучида йешилләр партийәсидин намзат көрситилгән бәлит унай хиристийан демократчилар партийәси қоллап -қуввәтлаватқан мустәқил намзат икһар сичолзни йеңип башлиқлиққа сайланди.

һанновер шәһириниң интернет йетидә елан қилинған сайлам нәтиҗилиригә асасланғанда, бәлит унай инавәтлик беләтләрниң %52.9 ни қолға кәлтүргән.

38 йашлиқ бәлит унай икки һәптә илгири өткүзүлгән биринчи басқучлуқ сайламда әң көп авазға еришип, биринчи рәттин орун алған иди.

шундақ қилип, бәлит унай германийә тарихида шәһәр башлиқи болған тунҗи түрккә айланди.

бәлит унай һанновер шәһәрлик һөкүмәт бинасида байанат елан қилип, өзини қоллиғанларға рәхмәт ейтти.

һанновер шәһириниң башлиқлиқ вәзиписини 73 йилдин буйан иҗтимаий демократчилар партийәси әзаси шәһәр башлиқилири қолдин бәрмәй келиватқан болуп, тунҗи қетим йешилләр партийәси әзаси қолға кәлтүргән болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر