трамп: «рийад келишими» наһайити йахши башланғуч

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп «рийад келишими» ниң наһайити йахши башланғуч икәнликини ейтти.

1301095
трамп: «рийад келишими» наһайити йахши башланғуч

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, йәмән һөкүмити билән әрәб бирләшмә хәлипилики қоллаватқан җәнубий вақитлиқ кеңиши оттурисида киризисни һәл қилиш мәқситидә һасил қилинған «рийад келишими» һәққидә тохтилип мундақ деди: «бу наһайити йахши бир башланғуч болуп, һәммә һәл қилғуч келишим һасил қилишқа тиришиши лазим.»

әрәб бирләшмә хәлипилики қоллаватқан җәнубий вақитлиқ кеңиишигә қарашлиқ «һизам әмни» қисимлири 10 – авғуст күни вақитлиқ пайтәхт әдәнни, кейинчә әбйән вә шәбвәни контирол астиға алғаниди.

райондики тоқунушлар нәтиҗисидә һөкүмәт күчлири мәзкур шәһәрләрни қайтидин қолға киргүзгән, бирақ әрәб бирләшмә хәлипиликиниң һава һуҗумлиридин кейин әдән билән әбйәнниң мәркизий наһийәси зәнҗибар тәкрар җәнубий вақитлиқ кеңишигә қарашлиқ күчләрниң контироллуқиға өткәниди.

җәнубий вақитлиқ кеңишиниң әдән вә йеқин әтраптики вилайәтләрни қолға киргүзүшидин кейин, сәуди әрәбистан кеңәш билән һөкүмәтни дийалог орнитишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر