сәуди әрәбистан вә америкиниң қатнишиши билән хәлқаралиқ һәрбий манивер башланди

«IMX19» намлиқ хәлқаралиқ деңиз армийә манивери америка қисимлириниң қатниши билән бәһрәйндә башланди.

1299752
сәуди әрәбистан вә америкиниң қатнишиши билән хәлқаралиқ һәрбий манивер башланди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, сәуди әрәбистан падишаһлиқи деңиз армийә қисимлириниң хәлқара деңиз армийә манивириға қатнишиш үчүн бәһрәйндики сәлман деңиз армийә базисиға йетип барғанлиқи билдүрүлди.

сәуди әрәбистан деңиз армийәсини, манамада турушлуқ сәуди әрәбистан әлчиханиси һәрбий ишлар вәкили фәһд бин ибраһим әссәнийанниң қарши алғанлиқи уқтурулди. 

байанатта, бүгүн башланған «IMX19» намлиқ хәлқаралиқ деңиз армийә манивириға америка қатарлиқ 56 дөләт вә 7 хәлқаралиқ органниң қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта билдүрүлишичә, маниверниң биринчи башқучида хәлқара деңиз содиси вә деңиз қатниши әркинлики һәққидә нәзирийәвий тәлим тәрбийә елип берилидикән. иккинчи басқуч хәлқара деңиз қатнишиға болған тәһдитләрни йоқутуш мәқситидә маниверға қатнашқан барлиқ һәрбий парахотларниң деңиздики паалийәтлирини өз ичигә алдикән.

байанатта маниверниң қачан ахиришидиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر