афринда террорлуқ һуҗумида нурғун пуқра өлди

сүрийә – түркийә чеграсидики африн наһийәси мәркизидә йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 4 пуқра һайатидин айрилди.

1297732
афринда террорлуқ һуҗумида нурғун пуқра өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, әтигән тәрәпләрдә африн наһийәси мәркизидә бомба қачиланған аптомобил арқилиқ елип берилған һуҗумда 4 пуқра һайатидин айрилған, 11 пуқра йариланған. еғир йаридарлар дохтурханиға орунлаштуурлған болуп, йариланғанлар арисида икки балиму бар икән.

игилинишичә, «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити арқилиқ 2018 – йили 18 – март күни террорлуқ тәшкилати й п г/п к к дин азад қилинған африн наһийәси мәркизидә, террорчилар пат - пат бомба қачиланған аптомобиллар арқилиқ пуқраларға һуҗум қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر