русийә бихәтәр район тәвәликидин чиқириветилгән террорчилар вә қораллар тоғрисида байанат бәрди

русийә мудапиә министирлиқиниң сүрийәдики тәрәпләрни йараштуруш мәркизи башлиқи йурий боренков байанат берип, түркийә – русийә келишиминиң иҗра қилиниш җәрйаниға алақидар тәпсилатларни ортақлашти.

1296735
русийә бихәтәр район тәвәликидин чиқириветилгән террорчилар вә қораллар тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә, түркийә – русийә келишиминиң роһиға асасән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/п к к әзаси 34 миң террорчи билән 3 миңдин артуқ қорал вә һәрбий лазимәтликниң сүрийәдики бихәтәр районниң сиртиға чиқириветилгәнликини уқтурди.

русийә мудапиә министирлиқиниң сүрийәдики тәрәпләрни йараштуруш мәркизи башлиқи йурий боренков байанат берип, түркийә – русийә келишиминиң иҗра қилиниш җәрйаниға алақидар тәпсилатларни ортақлашти.

у, русийә тәрәпниң келишимдә көрситилгән шәртләрни орундиғанлиқини билдүрүп, «русийә тәрәп, 2019 – йили 22 – өктәбирдә һасил қилинған түркийә – русийә келишимидә көрситилгән тәдбирләрни толуқ иҗра қилди. 29 – өктәбир саәт 18:00 дә 34 миң адәмдин тәшкил тапқан 68 й п г әзаси билән 3 миңдин артуқ қорал вә һәрбий лазимәтлик, түркийә армийәси билән учришиш линийәсиниң 30 километир йирақлиқиға чекинди» дегәнләрни қәйт қилди.

сүрийә – түркийә чеграсида бәшшар әсәд һакимийитигә тәвә күчләрниң 84 чегра сақчи понкити тәшкил қилғанлиқи тоғрисидики учурларни ортақлашқан боренков, булардин 60 иниң қамишли, 24 иниң болса әйнуләрәб (кобани) районида икәнликини ейтти.

у, 2019 – йили 23 – өктәбирдин буйан русийә һәрбий сақчилириниң җәраблус – коран, қамишли – фақира вә қамишли – сималкадики 10 километирлиқ бихәтәр районда чарлаш елип бериватқанлиқини хатирилитип өтти вә түркийә тәрәпкә келишимниң иҗра қилиниш җәрйаниға алақидар барлиқ һәрикәтләр тоғрисида һәркүни мәлумат берилгәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر