әнглийә парламенти җонсонниң сайлам өткүзүш тоғрисидики тәклипини рәт қилди

әнглийә баш вәзири борис җонсонниң, 12 - декабирда муддәттин бурун омумий сайлам өткүзүшни мәзмун қилған тәклипи үчинчи қетим рәт қилинди.

1296543
әнглийә парламенти җонсонниң сайлам өткүзүш тоғрисидики тәклипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә парламентиниң төвән қанити авам палатада авазға қойулған муддәттин бурун сайлам өткүзүш тәклипи 70 кә қарши 299 аваз билән рәт қилинди.

игилинишичә, баш вәзир борис җонсон омумий сайлам өткүзүш үчүн қайтидин илтимас сунидикән.

өктичи партийәләр болса, муддәттин бурун омумий сайлам өткүзүшниң орниға келишимсизла йавропа иттипақидин айрилип чиқиш темисини йавропа иттипақи – әнглийә сөһбәт темисидин чиқириветилишини тәләп қилмақта.

борис җонсон, йавропа иттипақи билән һасил қилған әнглийә йавропа иттипақидин айрилип чиқиши тоғрисидики келишимни авам палатаниң мақуллуқидин өткүзүшкә мувәппәқ болалмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر