нато: сүрийә киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш мәсилисидә пүтүштуқ

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг нато әзалириниң сүрийә киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқини ейтти.

1294788
нато: сүрийә киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш мәсилисидә пүтүштуқ

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг, белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған нато дөләт мудапиә министирлири йиғинидин кейин елан қилған байанатида, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң сүрийәниң шималий қисмиға алақидар өзгиришләр һәққидә «очуқ – йоруқлуқ вә сәмимий» муназирә елип барғанлиқлирини вә «келәчәк» ни чиқиш нуқта қилип, киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш тиришчанлиқлирини қоллашни қарарлаштурғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, сүрийәниң шималий қисми мәсилисидә әза дөләтләр оттурисида пикир охшимаслиқлириниң барлиқини, шундақтиму муназирә нәтиҗисидә киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш тиришчанлиқлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқлирини тәкитлиди.

у йәнә, шималий атлантик әһди тәшкилати әзалириниң түркийәниң бихәтәрлик мәсилисигә алақидар қанунлуқ әндишилири барлиқини қобул қилидиғанлиқини, районда  тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилишиниң техиму көп хәлқаралиқ мәсулийәтни тәқәзза қилидиғанлиқини, иттипақдаш дөләтләрниң райондики һәрбий һәрикәтләр вә һәрбий паалийәтләргә мунасивәтлик әһдилиригә вапа қилиш, террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәштә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләрни изчил давамлаштуруш мәсилисидә ортақ тонушқа игә икәнликиниму  сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر