йәмәнниң һаҗҗә вилайитидә йүз бәргән тоқунушта 25 һусий өлди

йәмәнниң һаҗҗә вилайитидә һөкүмәткә қарашлиқ күчләр билән һусийлар арисида тоқунуш йүз берип, 25 һусий өлди.

1294015
йәмәнниң һаҗҗә вилайитидә йүз бәргән тоқунушта 25 һусий өлди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсигә қарашлиқ 5-һәрбий район мәтбуат ишлири ишханисиниң бу һәқтики йазма байанатиға асасланғанда, һусийларниң дөләтниң шималидики әбс вә һаҗҗә вилайәтлири билән ғәрбтики әттинә райониға һуҗум қилишидин кейин чиққан тоқунушларда 25 һусий өлгән, көп санда һусий йариланған.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә һусийлар билән ағдуруветилгән рәһбәр әли абдуллаһ салиһ тәрәпдарлири һөкүмәткә қарашлиқ күчләр арисидики тоқунушлар давам қилмақта.

һусийлар, 2014 – йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана (сәна) вә бәзи районларниң контроллуқини қолида тутуп турмақта, сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләр болса, 2015 – йили марттин буйан һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап – қуввәтлимәктә.


خەتكۈچ: #һусий , #йәмән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر