әнглийә парламенти җонсонниң тәклипини рәт қилди

әнглийә һөкүмитиниң, дөләтниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш қарарини 3 күн ичидә авам палатасидин өткүзүшни нишан қилған тәклипи 308 гә қарши 322 аваз билән рәт қилинди.

1293113
әнглийә парламенти җонсонниң тәклипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тәклип лайиһәси рәт қилинған әнглийә баш вәзири борис җонсон, әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқишини дөләтниң ички қануниға һавалә қилидиған қанун лайиһәсиниң авам палатадики илгирилишини тохтитип қойидиғанлиқини елан қилди.

лайиһә түнүгүн кәчтә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ беләт ташлашта парламент әзалириниң мақуллуқидин өткәниди.

йавропа иттипақи кеңиши башлиқи доналд туск, авам палатасида тәклипниң рәт қилинишидин кейин тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, «әнглийә баш вәзири борис җонсонниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш келишимини тохтитишқа урунуш қараридин кейин, келишимсиз һаләттә йавропа иттипақидин айрилип чиқишниң алдини елиш үчүн 27 әза дөләтниң әнглийәниң муддәтни узартиш тәлипини қобул қилишини тәләп қилимән» деди.

у, бу тәләпни йазма һаләттә оттуриға қойушни халайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر