трамп: биз кордларға у йәрдә йәнә 400 йил туридиғанлиқимиз тоғрисида вәдә бәрмидуқ

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, «(сүрийә) сүрийә чеграсидики тоқунушлар йүзисидин көп санда түрк һайатидин айрилди, һәр икки тәрәпкә қаришиңлар керәк» деди.

1292114
трамп: биз кордларға у йәрдә йәнә 400 йил туридиғанлиқимиз тоғрисида вәдә бәрмидуқ

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп ақсарайдики кабенит йиғинидин илгири мухбирларға, түркийә билән америка арисида сүрийәниң шәрқий шималий тоғрисида пәйшәнбә күни һасил қилинған келишим тоғрисида мәлумат берип, «йахши хәвәрләр келиватиду, оқ чиқиришни тохтитиш давамлишиватиду. чеградики тоқунушлар йүзисидин көп санда түрк һайатидин айрилди, һәр икки тәрәпкә қаришиңлар керәк» деди.

алдинқи пирезидент барак обама дәвридики сүрийә сийаситиниму тәнқид қилған трамп, «даеш у мәзгилдә һәммә йәрдә иди. уларни мән қолға чүшүрдүм. силәрдин йаки сахта алимларға қариғанда көп нәрсиләрни билимән» деди.

у йәнә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к ға ишарәт қилип, «корларға у йәрдә йәнә 400 йил туридиғанлиқимиз тоғрисида вәдә бәрмидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

сүрийәниң шәрқий шималидики бәзи тар даиридики тоқунушларға қаримай, оқ чиқиришни тохтитишқа риайә қилинғанлиқини әскәрткән трамп, «кордлар бихәтәр райондин өзлиригә нисбәтән бихәтәр болған районларға чекинмәктә. бихәтәр район йахши нәрсә» деди.

у америка әскәрлирини сүрийәдин чекиндүрүш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп, райондики даешчиларниң әһвалини көзитишниму давамлаштуруватқанлиқлирини әскәртти.

доналд трамп сүрийәдин чекиниш мусаписидә районда мәлум миқдарда әскәр қалдуруп қойулидиған йаки қойулмайдиғанлиқи тоғрисида болса, «буни зөрүр дәп қаримаймән. бу йәрдә әскәр қалдуруп қойушни халимаймән. у наһайити хәтәрлик бир йәр» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر