хусийлар судан әскәрлирини әсиргә алғанлиқини илгири сүрди
хусийлар йәмәнниң һаҗҗә наһийәсидә бир гуруппа судан әскәрлирини әсиргә чүшүргәнликлирини илгири сүрди.
түркийә авази радийоси: хусийларға қарашлиқ әл мәсирә телевизийә қанилиниң интернет бетидә елан қилинған хәвәргә асасланғанда, хусийларниң әсир ишлири дөләтлик комитети башлиқи абдулқадир әл муртәза, сәуди әрәбистан билән чегридаш һәҗҗә наһийәсигә қарашлиқ һиран районида, бир һәптә илгири елип барған һәрикәт нәтиҗисидә, бир гуруппа судан әскәрлирини әсир алғанлиқини елан қилған.
хәвәрдә бу һәқтә тәпсилий мәлуматт берилмигән болуп, судан тәрәпму бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиған.
йәмәндики әрәб иттипақдаш қисимлири ичидә орун алған судан қисимлириниң йәмәндә бирләшмә әрәб хәлипиликигә тәвә һәрбий базиларни қоғдаш вәзиписи өтәватқанлиқи мәлум.
иран қуллап – қуввәтләватқан хусийлар йәмәндә 2014 – йилидин буйан пайтәхт сана вә башқа районларниң контироллуқини алқиниға киргүзүвалған иди.
сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш қисимлар 2015 – йили март ейида хусийларға қарши йәмән һөкүмитиниң тәклипигә бинаән йәмәндә һөкүмәт қисимлириға йардәм қилишни башлиған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
мисир ташқи ишлар министири түркийәдә зийарәттә болиду
мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри һәптә ахирида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.