нато: түркийә билән америкиниң сүрийәгә алақидар келишими сүркилишни пәсәйтиду

шималий атлантик әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг, түркийә билән америка қошма иштатлириниң келишиминиң, сүрийәниң шималидики сүркилишни пәскойға чүшүрүшкә йардәмчи болидиғанлиқини ейтти.

1290838
нато: түркийә билән америкиниң сүрийәгә алақидар келишими сүркилишни пәсәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: йенс столтенберг, белгийәниң пайтәхти бирйусселда америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

майк помпейониң түркийә билән америка қошма иштатлири арисида «сүрийәниң шималий тоғрисида һасил қилинған келишим» тоғрисида нато шималий атлантик кеңишигә мәлумат бәргәнликини билдүргән столтенберг, сүрийәдә әмәлий мәйданда туруватқан икки нато әзасиниң келишим һасил қилғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини тәкитлиди.

йенс столтенберг йеқинда түркийәдә рәсмий зийарәттә болғанлиқини хатирилитип, «түркийәниң муқимсиз бир районниң алдинқи сепигә җайлашқанлиқини вә барлиқ иттипақдашлириға қариғанда техиму көп террорлуқ һуҗумиға учриғанлиқини хатириләттим» деди.

түркийәниң әйни вақитта наһайити көп санда мусапирға саһибханлиқ қиливатқанлиқини тәкитлигән столтенберг, «түркийәниң йоллуқ хәвпсизлик әндишлири бар» деди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо болса, түркийәдики сөһбәтләр тоғрисида нато иттипақдашлириға мәлумат беришиниң муһимлиқиға ишарәт қилип, қолға кәлтүрүлгән утуқни вә илгириләш һасил қилиниши керәк болған саһәләрни оттуриға қойуп өткәнликини әскәртти.

у, америка пирезиденти доналд трамп һөкүмитидин илгири милйонларчә кишиниң сүрийәдә җенидин айрилғанлиқини билдүрүп, «буниң иттипақдишимиз түркийәни 3 – 4 милйон мусапир билән қандақ бир йүкниң астиға ташлап қойғанлиқини көрүватимиз. бу наһайити еғир бир йүк вә йавропа дөләтлири җиддий мәнидә буниңға қандақ һәссә қошидиғанлиқини көздин кәчүрүши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر