меркел: түркийә мусапирлар мәсилисидә еғир йүкни йәлкисигә алмақта

германийә баш министири ангела меркел, түркийәниң мусапирлар мәсилисидә еғир йүкни үстигә алғанлиқини ейтти.

1289750
меркел: түркийә мусапирлар мәсилисидә еғир йүкни йәлкисигә алмақта

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти емануел макрон билән германийә баш министири ангела меркел, фирансийәниң толусе шәһиридә өткүзүлгән фирансийә – германийә қошма министирлар кабинети йиғинидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

германийә баш министири ангела меркел сөз қилип, «түркийәниң 3 йерим милйон мусапирға саһибханлиқ қилишиға йуқири баһа беримиз. бу мәсилиниң наһайити муһим икәнликини вә түркийәниң еғир йүкни йәлкисигә алғанлиқини билимиз» деди вә түркийәниң (җәнубий чеграсида һасил қилинмақчи болған террор каридорини йоқитип ташлап, районға тинчлиқ вә хатирҗәмлик елип келиш мәқситидә башлиған) тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң ахирлишиши керәкликини илгири сүрүп, бу һәрбий һәрикәтниң даеш террорлуқ тәшкилатиниң қайтидин оттуриға чиқишиға сәвәб болуш еһтимали барлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر