сергей лавров: түркийәниң чгра бихәтәрликини қоғдаш қанунлуқ һәқ -  һоқуқи бар

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, «түркийәниң чгра бихәтәрликини қоғдашта қанунлуқ һәқ -  һоқуқи барлиқини һәр даим тилға елип келиватимән» деди.

1289258
сергей лавров: түркийәниң чгра бихәтәрликини қоғдаш қанунлуқ һәқ -  һоқуқи бар

 

түркийә авази радийоси хәвири: сергей лавров сучида өткүзүлгән истихбарат вә бихәтәрлик органлири башлиқлири йиғинида, сүрийәниң йеқинқи вәзийити үстидә тохталди.

лавров сүрийә вә түркийә оттурисида 1998йили түзүлгән адана келимишигә бинаән әмәлий һәмкарлиқ орнитилишини қоллайдиғанлиқини тәкитләп, «түркийә қисимлириниң өз чграсиниң бихәтәрликини қоғдашта қанунлуқ һәқ һоқуққа игә икәнликини һәр даим тилға елип кәлдуқ» деди.

лавров сүрийә билән түркийә оттурисида дийалог орнитиш үстидиму тохтилип, уруш мәйданидики әмәлий һәрикәт җәһәттә түркийә вә сурийә һөкүмити қисимлириниң һәмкарлишиши үчүн конкерт даириләр бәлгиләнгән тәқдирдә, икки тәрәп оттурисидики дийалогқа йадәмчи болушқа тәййар икәнликини ейтти. 

лавров русийәниң хәлқара қанун вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши қарарлири даирисидә һәрикәт қилидиғанлиқини уқтурди. 

сергей лавров бу айниң ахирида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә зийаритидә пирезидент виладимир путин билән өткүзидиған учришишида сүрийә мәслисиниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر