бейҗиң америка авам палатасиниң хоңкоңға алақидар қануниға наразилиқ билдүрди

бейҗиң, америка авам палатасиниң хоңкоң кишилик һоқуқ вә демократийә қанунини мақуллишиға наразилиқ билдүрди.

1289116
бейҗиң америка авам палатасиниң хоңкоңға алақидар қануниға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси гең шуаң йазма байанат елан қилип, «америка қошма иштатлири авам палатасиниң аталмиш хоңкоң кишилик һоқуқ вә демократийә қанунини зорлап мақуллишидин күчлүк нарази болдуқ вә қәтий қарши чиқимиз» деди.

хоңкоңда пәйда болған һазирқи вәзийәтниң негизиниң «аталмиш кишилик һоқуқ вә демократийә» әмәсликини қәйт қилған гең шуаң, әксичә, «зораванлиқни тосуп, паҗиәни контроллуқ астиға елиш, тәртип – интизамни қайтидин капаләткә игә қилиш вә қанунниң үстүнлүкини қоғдаш мәсилиси» икәнликини илгири сүрди.

байанатчи гең шуаң, америка авам палатасиниң кишилик һоқуқни илгири сүрүп әмәлийәткә көз йумғанлиқини, һәқиқәтни бурмилиғанлиқини билдүрүп, америкиниң бу позитсийәсиниң очуқ – ашкара қош өлчәм икәнликини вә бәзи америкилиқларниң кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилисидә «икки йүзлимичилик»иниң вә хоңкоңниң муқимлиқ шундақла байашатлиқиға зийан йәткүзгәнликиниң оттуриға чиққанлиқини әскәртти.

авам палатасиниң мақуллуқидин өткән қанунниң йуқири палата тәрипидин мақуллинишиниң пәқәт хитайниң мәнпәәтлиригила әмәс, хитай – америка мунасивәтлири һәтта америкиниң өз мәнпәәтлиригиму еғир зийан йәткүзидиғанлиқини билдүргән байанатчи, вашингтон даирилирини мәзкур қанун лайиһәсиниң рәсмийлишишиниң алдини елишқа вә хоңкоңни қалаймиқанлаштурмаслиққа чақирип, «америкиниң хата қарарлири түпәйли хитай муқәррәр һалда қарши тәдбирләрни йолға қойиду, өзиниң игилик һоқуқи вә тәрәққийат мәнпәәтлирини қоғдайду» дегәнләрни қәйт қилди.

мәзкур қанун, хоңкоңда сода, експорт билән шуғулланған сода – санаәтчиләргә имтийаз беришни вә шәһәр игә болған алий аптономийәниң көздин кәчүрүлүшини күчкә игә қилған 1992 – йилидики америкиниң хоңкоң сийасити қануниға бәзи өзгәртишләрни киргүзүшни шәрт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر