хоңкоңда 3 күн ичидә 201 намайишчи тутқун қилинди

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида һөкүмәткә қарши һәптә ахири өткүзүлгән намайишларда, маска тақашни чәкләш қануниға бойсунмаслиқ билән әйибләнгән 201 киши назарәткә елинди.

1288260
хоңкоңда 3 күн ичидә 201 намайишчи тутқун қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: «Kyodo» агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хоңкоң сақчилири тәрипидин елан қилинған байанатта, җүмә күнидин йәкшәнбә күнигичә болған 3 күнлүк намайиш җәрйанида лүкчәлкик вә башқа һәр хил җинайәтләр шундақла маска ташқашни чәкләш қанунға бойсунмаслиқ билән әйибләнгән җәмий 201 кишиниң назарәткә елинғанлиқи билдүрүлгән.

хоңкоңниң тисеуң киван районидики намайишларда бәзи қара маска тақивалған намайишчиларниң 2 нәпәр пуқрачә кейингән сақчиниң бешиға қанчилиған қетим қаттиқ җисимларни атқанлиқи, пүтүн район миқйасидики бу қетимқи намайишларда бир қисм намайишчиларниң бәзи дуккан вә метро истансилириға зийан йәткүзүш характерлик һуҗумларни қилғанлиқи һәмдә нурғун җайларға от қойғанлиқи илгири сүрүлди.

байанатта, һечқандақ зорванлиқ вәқәлиригә йумшақ муамилә қилинмайдиғанлиқи тәкрарлинип, «сақчилар исйанчиларниң қанун вә җәмийәт тәртипини пүтүнләй көрмәскә салған, зораванлиқ характерлиқ лүкчәкләрчә паалийәтлирини қаттиқ әйибләйду» деди.

хоңкоң һөкүмити елан қилған байанаттиму, хәлқиниң бихәтәрликигә тәһдит салған вә җәмийәтниң муқимлиқини бузған намайишларға қатнашқучиларни қаттиқ әйибләйдиғанлиқи тәкитләнди.

дохтурхана тизимликигә асасланғанда, алдинқи күнидики намайиш җәрйанида 14 йаштин 73 йашқичә болған вә сақчиларниму өз ичигә алған, әң аз дегәндиму 73 киши йаридар болған. булардин 6 кишиниң әһвалиниң интайин еғир икәнлики қәйт қилинған. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر