хитайниң шәрқидә қурғақчилиқ апити йүз бериш алдида туриду

хитайниң шәрқидики җийаңши өлкисидә қурғақчилиқ йүз берип алаһидә агаһландуруш елан қилинди.

1288436
хитайниң шәрқидә қурғақчилиқ апити йүз бериш алдида туриду

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, хитайниң шәрқидин ғәрбигә қарап ақидиған йаңзи дәрйасиниң тармиқи, гән дәрйасиниң җийаңши өлкисиниң мәркизи нәнчаңдин өтидиған қисиминиң қурғақчилиқ тупәйли 11 йерим метир тарийип кетиши сәвәбидин қизғуч сериқ рәңлик агаһландуруш елан қилинған.

хитайда қизғуч сериқ рәңлик агаһландуруш қурғақчилиқниң йеқинлап қалғанлиқини билдүриду.

җийаңши өлкисидә ийул вә өктәбир айлири җәрйанида һәр кувадират метирға чүшкән йол - йеғин миқдари 96 миллимитер күп болуп, бурунқи йилларға селиштурғанда йол - йеғин нисбити %70 төвәнләп кәткәнлики уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر