трамп обама һөкүмитиниң п к к билән келишим түзүп хата қилғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, сабиқ пирезидент барак обаманиң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән келишим түзгәнликини, буниң хата ташланған қәдәм болғанлиқини ейтти.

1285507
трамп обама һөкүмитиниң п к к билән келишим түзүп хата қилғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп, түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә елип бериливатқан бариш пинари (тинчлиқ булиқи) һәрбий һәрикити тоғрисида байанат бәрди؛ сабиқ пирезидент барак обаманиң (сүрийәдин чекиндүридиған америка әскәрлириниң орнини толдуруши үчүн) бөлгүнчи террорчилар билән һәмкарлиқ орнатқанлиқини етирап қилип, буниң «хата» болғанлиқини тилға алған һалда «түркийә йиллардин буйан әҗәллик дүшмини п к к ға қарши күрәш қиливатиду» деди.

түркийәниң йәнә милйонларчә сүрийәликкә игә чиқиватқанлиқини хатирилитип өткән америка пирезиденти трамп, «түркийә болмиған болса иди, бу кишиләр дунйаниң һәрқайси җайлириға тарқилип кәткән болатти» деди.

трамп, сүрийәдин әскәр чекиндүрүш тоғрисидики қарарини ақлап, «бу айағлишип қалған урушқа хатимә беришниң вақти кәлди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر