сергей лавров түркийәниң «тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити» үстидә тохталди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түркийәниң чегра мудапиәсигә алақидар әндишилирини чүшинидиғанлиқини ейтти.

1285695
сергей лавров түркийәниң «тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити» үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: сергей лавров түркийәниң сүрийәниң шималиға қарита башлиған «тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити» үстидә тохтилип, түркийәниң бихәтәрликигә даир йоллуқ әндишилири барлиқини тәкитлиди. 
сергей лавров: «чегра мудапиәсигә алақидар әндишилирини чүшинимиз» деди вә бу һәрикәтниң американиң районда ташлиған қәдәмлирниң нәтиҗиси икәнликини әскәртти. 
түркийә вә русийә оттурисидики мунасивәт қаналлириниң очуқ икәнликини тәкитлигән лавров, «алақилишип турмақтимиз» деди.  
русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түркийә билән сүрийә һөкүмити оттурисида дийалог орнитилиши үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر