иран түркийә - ирақ чеграсида һәрбий маневир өткүзүшни башлиди

иран армийәси дөлитиниң ғәрбий шималидики урумийә шәһири тағлиқ районида һәрбий маневир өткүзүшни башлиди.

1284744
иран түркийә - ирақ чеграсида һәрбий маневир өткүзүшни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран армийәсиниң интернет сәһиписидә елан қилинған йазма байанат көрситилишичә, иран армийәси қуруқлуқ қисимлири қоманданлиқиниң түркийә – ирақ чеграсидики урумийә шәһири тағлиқ районида «бир нишан, бир оқ» дегән нам астида маневир өткүзүшни башлиған.

байанатта, маневирға тик учар айропиланларниң йардими астида чарлиғучи пийадә қисимлар билән җәңчи қисимларниң қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

буниңдин илгири өткүзүлидиғанлиқи елан қилинмиған мәзкур маневирниң қанчә күн давамлишидиғанлиқи тоғрисида мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر