иран аләм бошлуқиға аләм учқуси әвәтидиғанлиқини уқтурди

иран учур – алақә вә технологийә ишлири министири муһәммәд җәвад азәри чәһроми, башқа дөләтләрниң йардәм қилиши билән аләм бошлуқиға иранлиқ аләм учқучиси әвәтидиғанлиқлирини ейтти.

1282470
иран аләм бошлуқиға аләм учқуси әвәтидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран учур – алақә вә технологийә ишлири министири муһәммәд җәвад азәри чәһроми, дунйа аләм бошлуқи һәптиси даирисидә министирлиқта өткүзүлгән паалийәттә сөз қилип, дөлитиниң аләм бошлуқи саһәсидики хизмәтлири һәққидә мәлумат бәрди.

иранниң аләм бошлуқи санаити саһәсидики хизмәтлириниң америка қошма иштатлирини ғәзипини қозғиғанлиқини, шу вәҗидин бир кечидила иранниң 3 аләм бошлуқи муәссәсәсини ембарго тизимликигә киргүзгәнликини билдүргән чәһроми, «башқа дөләтләрниңму йардәм қилиши билән аләм бошлуқиға чоқум иранлиқ аләм учқучиси әвәтимиз. бу йеңилиқлардин биарам болидиғанлар шуни билиши керәкки, йәр йүзиниң бир метир йирақлиқтин көрүнүшини алалайдиған сүний һәмраһниму 2021 – йилиғичә оқиға орунлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر