фирансийәдики сериқ җилиткиликләр намайиши 47 - һәпитисигә қәдәм қойди

фирансийәдә сериқ җилиткиликләр, намайишларниң 47 – һәптисидә пирезидент емануел макрон һөкүмитиниң сийасәтлиригә наразилиқ билдүрүш үчүн түнүгүн қайтидин намайиш өткүзди.

1282513
фирансийәдики сериқ җилиткиликләр намайиши 47 - һәпитисигә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқилғу баһалириниң өстүрүлүши вә начарлишип кәткән иқтисадий шараитқа наразилиқ билдүрүш мәқситидә башлинип кейинчә макрон һөкүмитигә қарши намайишларға айлинип кәткән сериқ җилиткиликләр һәрикити давамлашмақта.

париждики сериқ җилиткиликләр италийә мәйданидики бир соа мәркизини игиливалди. макрон вә һөкүмәткә қарши шоарларни товлиған намайишчилар, кишиләрниң сода мәркизигә кирип чиқишиға йол қоймиди. намайишни муһит асриғучиларму қоллап – қуввәтлиди.

толусе шәһиридики намайиш әснасида сақчилар билән намайишчилар арисида сүркилиш йүз бәрди. сақчилар намайишчиларға йаш аққузуш гази ишлитип мудахилә қилди. намайишчиларниң йиқилип чүшкән бир сақчини тәпкәнлики, бир кишиниң назарәт астиға елинғанлиқи, 3 сақчиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

фирансийәниң охшаш болмиған шәһәрлиридә намайишлар өткүзүлди.

сериқ җилиткилиләрниң намайишлири 2018 – йили 17 – нойабирда башланғаниди. вәқәләрдә һазирғичә 22 адәм җенидин айрилди, 4245 тин артуқ адәм йариланди, 12107 адәм назарәт астиға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر