б д т ниң алаһидә доклатчиси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға наразилиқ билдүрди

агнес калламард шаһзадә муһәмәд бин сәлманниң қашиқҗи җинайитидики хусусий ролини рәт қилип, «бу йиргинишлик бир җинайәт иди. бирақ сәуди әрәбистанда бир рәһбәр болуш сүпитим барлиқ җавабкарлиқни үстүмгә алимән» дегән байанатиға наразилиқ билдүрди.

1280257
б д т ниң алаһидә доклатчиси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға наразилиқ билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати сотсиз, халиғанғачә җазалашни тохтитиш бөлими мәхсус доклатчиси агнес калламард сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәмәд бин сәлманниң журналист қашиқҗиниң өлтүрүлиши үстидә тохтилип «җавабкарлиқни үстүмгә алимән» дегән байанатиға наразилиқ билдүрди.

калламард сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи җинайитиниң 1хатирә йили мунасивети билән иҗтимаий таратқу һесабида байанат елан қилди. 

агнес калламард шаһзадә муһәмәд бин сәлманниң қашиқҗи җинайитидики хусусий ролини рәт қилип, «бу йиргинишлик бир җинайәт иди. бирақ сәуди әрәбистанда бир рәһбәр болуш сүпитим барлиқ җавабкарлиқни үстүмгә алимән» дегән байанатиға наразилиқ билдүрүп, мундақ деди:

«биринчидин؛ бу байанатта, қашиқҗиниң өлтүрүлишиниң бир дөләт җинайити икәнликигә даир кәскин бир ипадә бар. бу җинайәт йерим дөләт рәиси болуш сүпити билән униң назарити астида өткүзүлди. иккинчидин؛ тәхт вариси шаһзадә бу җинайәтни өзидин узақ тутуш үчүн чоң азабларни чәкмәктә. сәуди әрәбистан һөкүмитиниму қашиқҗи җинайитигә дөләтниң җавабкар икәнликигә шундақла сот қилинмастин халиғанчә җазалаш икәнликигә даир һөҗҗәтлиримни һазирға қәдәр давамлиқ рәт қилип кәлмәктә» деди. 

агнес калламард шаһзадә муһәмәд бин сәлманниң «пүтүн җавабкарлиқни үстүмгә алимән» дегән байанитидинму мәмнун болмиғанлиқини тилға елип, «җавабкарлиқни қобул қилиш, җинайәтни рәсмий түрдә етирап қилиш, кәчүрүм сораш вә <қайта өткүзмәймән> дейиш шәклидә болуши лазим. мәсулийәтчан бир дөләт рәһбириниң қилишқа тегишли иши будур. бирақ бүгүнгә қәдәр ундақ иш болмиди. дәл әксичә иш болди. мәсулийәтчан бир дөләт рәһбири қашиқҗи җинайитигә сәвәб болған 12 айлиқ йалған учур, 12 ай давамлашқан ғәйрий нурмаллиқ вә бесим сийайәтлиригә баһанә издәп йүрмәслики керәк иди» деди.  

шаһзадә муһәмәд бин сәлманниң җинайәттә қоли бар рәсмий хадимлар вә органлар оттурисида ғәлитә қатламларни шәкилләндүрүп, бу арқилиқ шәхсләр вә органларниң өзи халиғанчә һәрикәт қилғанлиқини илгири сүрүватқанлиқини әскәрткән агнес калламард, буниң тоғра әмәсликини вә муһәмәд бин сәлман етирап қилмиған тәқдирдиму җинайәтни пиланлиғучи вә қатиллар билән интайин йеқин четишлиқи барлиқини тәкитди.

җәмал қашиқҗи той рәсмийәтлирини беҗириш үчүн 2018йили 2 - өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанболдики консолханисиға киргинидә өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر