шаһзадә бин сәлман журналист җәмал қашиқҗи җинайитидики җавабкарлиқини етирап қилди

сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлман журналист җәмал қашиқҗиниң истанбулдики сәуди әрәбистан консулханисида өлтүрүлиши үстидә тохтилип, вәқәниң өз җавабкарлиқи астида болғанлиқини вә барлиқ җавабкарлиқни бойниға алғанлиқини билдүрди.

1276783
шаһзадә бин сәлман журналист җәмал қашиқҗи җинайитидики җавабкарлиқини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһзадә сәлманниң америка «PBS» телевзийә қанилида тарқитилидиған «алдинқи фиронт» намлиқ хәвәрләр пирограммиси режиссори мартин симит билән 2018йили декабир ейида рийадта өткүзүлгән електиронлуқ аптомобил мусабиқиси әснасида қашиқҗи җинайитигә алақидар қилған сөзлиригә 1өктәбирдә елан қилинидиған пирограмминиң муқәддимисидә алаһидә орун аҗритилди.

муқәддимидә шаһзадә бин сәлманниң қашиқҗи җинайитигә даир соалларға тунҗи қетим ағзаки җаваб қайтурғанлиқи билдүрүлди вә тәхт вариси шаһзадәниң журналист смит билән елип барған сөһбитиниң бәзи җайлири қистурулуп,  бин сәлманниң көрүниши вә авази иштилимәстин көрситилди.

муқәддимидә симит: «униңдин қашиқҗи җинайитидә ойниған ролини сориғинимда у маңа <бу вәқә мениң җавабкарлиқим астида болди. барлиқ җавабкарлиқни үстүмгә алимән. чүнки мениң җавабкарлиқим астида болди> дәп җаваб бәрди» дәйду.

симит: «сизниң хәвириңиз болмай туруп, мундақ ишниң йүз бериши қандақму мумкин болсун?» дегән соалиға, бин сәлманниң «сәуди әрбистанда 20 милйон инсан йашайду. 3 милйон дөләт хадимлири бар» дәп җаваб бәргәнликини аңлитиду.

симит йәнә, «ундақта улар сизниң айропиланлириңиздин бирини алаламду?» дегән соалиға, бин сәлманниң «ишлиримни тәқип қилидиған хадимлар вә министирлар бар. бу уларниң мәсулийити. уларниң шундақ қилиш һоқуқи бар» дәп җаваб бәргәнликини билдүриду. 

сәуди әрәбистанлиқ зурналист җәмал қашиқҗи той рәсмийәтлири үчүн 2018йили 2өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанбул консулханисиға киргинидә өлтүрүлгән иди.

б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәрипидин ийун ейида елан қилинған 101 бәтлик доклатта, сәуди әрәбистанниң җәмал қашиқҗини қәстән вә пиланлиқ бир шәкилдә өлтүрүшкә җавабкар икәнлики җакарланған иди.

доклатта сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлманниму өз ичигә алған йуқири дәриҗилик мәсулларниң тәкшүрүлиши үчүн ишәнчлик пакитлар барлиқи әскәртилгән иди.

доклатта йәнә, б д т баш катипи атонийо гутерресниң қашиқҗи җинайитиға даир толуқлиғуч характерлиқ тәкшүрүшни башлашқа чақириқ қилинғанлиқи, қашиқҗиниң өлтүрүлишигә мунасивәтлик ембарголарниң тәхт вариси шаһзадә вә униң чәт әлләрдики мал мүлкиниму өз ичигә алған болуши керәклики тәкитләнгән иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر