трамп милләтчиликкә йүзлиниш тоғрулуқ чақириқта болди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп миллий дөләтчилик вә милләтчиликкә йүзлиниш тоғрулуқ чақириқта болди.

1276169
трамп милләтчиликкә йүзлиниш тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә чақирилған 74 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида қилған сөзидә, хәлқара җәмийәтни йәр шарилишишни рәт қилиш, миллий дөләтчилик вә милләтчиликкә йүзлинишкә чақирип мундақ деди: «әқил парасәтлик дөләт әрбаблири өз хәлқи вә дөлитини қоғдаш мәсилисини әң муһим ишлар күнтәртипигә киргүзиду. келәчәк йәр шарилишиш тәрәпдарлириға әмәс, вәтәнпәрвәрләргә тәәллуқтур.  шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, миллий дөләтләр қудрәт тепиши лазим. бу залдики һәрбир дөләтниң өз мәдәнийити вә тарихини қоғдаш һоқуқи бар. әгәр силәр әркинлик вә демократийәни халайдиған болсаңлар, игилик һоқуқуңларға мәһкәм йепишиңлар, тинчлиқни халайдиған болсаңлар, дөлитиңларни сөйүңлар. чүнки биз дөләтлиримизни сөйүш арқилиқ дунйани пүткүл милләтләр үчүн техиму йахши җайға айландуралаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر