помпийо барлиқ дөләтләрни хитайниң уйғурларға йүргүзүвтқан бесим сийаситигә қарши турушқа чақирди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо, барлиқ дөләтләрни хитайниң уйғур аптоном районидики уйғур түрклиригә йүргүзүватқан бесим сийаситигә қарши турушқа чақирди.

1274191
помпийо барлиқ дөләтләрни хитайниң уйғурларға йүргүзүвтқан бесим сийаситигә қарши турушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо нйу йоркта қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан вә өзбекистан ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән йиғинда сөз қилип, терроризмға қарши бирликтә күрәш қилишни давамлаштурушниң зөрүрийитини тәкитлиди.

у йәнә, дунйа дөләтлирини хитайниң уйғур түрклиригә йүргүзүватқан бесим сийаситигә қарши турушқа чақирип, «хитайниң шинҗаңдики бесим долқуниниң терроризм билән алақиси йоқлуқини ейтиш пайдилиқтур. бу, хитайниң өз пуқралириниң мусулманлиқ етиқадини вә күлтүрини йоқитишқа урунуши билән мунасивәтликтур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر