сәуди әрәбистан әлчиси: җәмал қашиқҗи җинайити дөлитимизниң йүзидики бир қара дағ

сәуди әрәбистанниң лондонда турушлуқ баш әлчиси халид бин бандар ал сәуд журналист җәмал қашиқҗи җинайитиниң дөлитигә нисбәтән бир қара дағ икәнликини ейтти.

1272812
сәуди әрәбистан әлчиси: җәмал қашиқҗи җинайити дөлитимизниң йүзидики бир қара дағ

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи халид бин бандар әнглийәниң дөләт қанили «BBC» гә бәргән байанатида, җәмал қашиқҗиниң өлтүрүлиши үстидә тохтилип, «тәхминән бир йил илгири истанбулда йүз бәргән ишлар сәуди әрәбистанға нисбәтән шундақла күлтүримиз, хәлқимиз вә һөкүмитимизгә нисбәтән бир қара дағ болди» деди.

баш әлчи җинайәт һәққидә, «кашки ундақ болмиған болса иди» деди

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи той рәсмйәтлири үчүн 2018йили 2өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисиға киргинидә, вәһшийләрҗә өлтүрүлгән иди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәрипидин ийун ейида елан қилинған 101 бәтлик доклатта, «җәмал қашиқҗини қәстән вә пиланлиқ шәкилдә өлтүрүлишигә сәуди әрәбистан җавабкар» дәп җакарланған иди.

доклатта йәнә, сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлманниму өз ичигә алған йуқири дәриҗилик мәсуллар һәққидә тәкшүрүш башлаш үчүн ишәнчлик пакитларниң барлиқи тәкитләнгән иди.

доклатта, җәмал қашиқҗиниң өлтүрүлишигә даир толуқлима характерлиқ җинайи ишлар тәкшүрүлишиниң башлитилиши керәклики һәққидә б д т баш катипи антонийо гуттерресқа чақириқ елан қилинған вә қашиқҗи җинайитигә алақидар ембарголарниң тәхт вариси вә униң чәт әлләрдики мал мүлүклириниму өз ичигә алған болуши керәклики тәкитләнгән иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر