русийә 161 нәпәр шималий корейәлик белиқчини назарәт астиға алғанлиқини уқтурди

русийә федератсийәси хәвпсизлик идариси, русийә деңиз тәвәликидә қанунсиз шәкилдә белиқ тутқанлиқи үчүн тохтитип қойған шималий корейә парахотлиридики 161 адәмни назарәт астида тутуп турмақта.

1272641
русийә 161 нәпәр шималий корейәлик белиқчини назарәт астиға алғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси хәвпсизлик идариси байанат берип, русийә хәвпсизлик күчлири тәрипидин йапонийә деңизида қанунсиз һалда белиқ тутқан шималий корейә парахотлири вә белиқчилирини назарәт астиға алғанлиқини хатирилитип өткәндин кейин, «деңиз қирғиқи мудапиә әтрити хадимлири, һава армийәси вә чегра мудапиә қисимлириниң өзара мас һәрикәт қилиши нәтиҗисидә икки белиқчи парахоти, 11 деңиз моториниң мусадирә қилиниши билән биргә, 161 шималий корейә пуқраси назарәт астида тутулмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә чегра мудапиә қисимлири, алдинқи русийә деңиз тәвәликидә қанунсиз шәкилдә белиқ тутқан шималий корейә парахотлирини тәкшүрүш җәрйанида қораллиқ һуҗумға учрап, 3 нәпәр хәвпсизлик хадими йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر