җәвад зариф иранға қарши уруш мәсилисидә американи агаһландурди

җәвад зариф майк помпийони пирезидент доналд трампни урушқа сөрәп кериш үчүн алдамчилиқ қилишқа урунуш билән әйиблиди.

1272666
җәвад зариф иранға қарши уруш мәсилисидә американи агаһландурди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф сәуди әрәбистанниң нефит завутлириға қилинған һуҗумни америка ташқи ишлар министири майк помпийониң «уруш сәвәби» дәп баһалиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, майк помпийони пирезидент доналд трампни урушқа сөрәп кериш үчүн алдамчилиқ қилишқа урунуш билән әйиблиди.

җәвад зариф помпийони иранға қарши урушқа күркүртүш билән әйибләп, «бу б гурупписиниң қалдуқлири вә нәпсийатчи иттипақдиши трампни урушқа сөрәп кериш үчүн алдашқа урунмақта. өзлириниң йахшилиқи үчүн телигәнлириниң қоллириға кәлмәсликигә дуа қилишлири лазим. улар һазирму интайин мутәкәббир болғанлиқлири үчүн 4 йил илгилири йоқитиветәлмигән ирандин техиму кичик болған йәмәндики урушта бәдәл төлимәктә» деди. 

җәвад зариф йәнә бир байанатида болса, помпийониң април ейида тексас «A&M» университетида сөзлигән нутуқида «мән америка мәркизи истихбарат тәшкилати <CIA > ниң дириктори идим. йалған гәп қилдуқ, алдидуқ вә оғирлидуқ» дегән көрүнүшлирини һәмбәһирлишип мундақ деди:

«учуқини ейтқанда, кона адәтләр асанлиқчә йоқалмайду. йалғанлар вә алдамчилиқлар билән төкүлгән қанларни шундақла хәлқниң хәзинисидин ишләткән хираҗәтләрни көзгә илмайдиған чәт әллик хиридарлириға (сәуди әрәбистанға) йалақчилиқ қилиш йеқиндин буйан әң йуқири пәллигә чиқти»

җәвад зариф сабиқ америка дөләт мудапиә мәслиһәтчиси җон болтон, исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман вә әбу дәби тәхт вариси муһәммәд бин зийад қатарлиқларни «б гурупписи» дәп ативалған болуп, уларни иранға қарши американи урушқа сорәшкә урунуш билән әйибләп кәлмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر