әрәб әллири иттипақи суданға йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди

әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбул ғәйт суданниң ташқи қәрзлиридин қутулуши үчүн суданға йардәм беришкә тәййар икәнликлирини билдүрди.

1271873
әрәб әллири иттипақи суданға йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әбул ғәйт рәсмий зийарәттә үболуш үчүн йетип барған суданниң пайтәхти хартумда, судан ташқи ишлар министири әсма муһәммәд абдуллаһ, баш министири абдуллаһ һәмдуқ, игилик һоқуқ кеңишиниң башлиқи абдулфәттаһ әлбурһани қатарлиқлар билән айрим – айрим көрүшти.

ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбул ғәйт, суданниң 45 милйард долларлиқ ташқи қәрз мәсилисиниң һәл қилинишида хартум һөкүмитигә йардәм беришкә тәййар икәнликини ейтқан. судан ташқи ишлар министири абдуллаһ болса әбул ғәйтқа, суданиң нөвәттики вәзийити, өткүнчи басқуч әснасида ишлиниватқан хизмәтләр һәққидә мәлумат бәргән, әрәб әллири иттипақиниң суданға көңүл бөлүши һәмдә сақлиниватқан мәсилилирини һәл қилишида ойнаватқан ролидин хурсән икәнликини әскәрткән.

судан игилик һоқуқ кеңишиниң башлиқи бурһан биләнму пирезидент сарийида бир йәргә җәм болған әбул ғәйт, ахбарат васитилириға елан қилған байанатида, әрәб әллири иттипақиниң судан хәлқи вә рәһбәрлириниң суданниң ташқи қәрзлири мәсилисиниң һәл қилиниши вә суданниң терроризмни қоллаватқан дөләтләр тизимликидин чиқириветилиши мәсилисидә йардәмчи болидиғанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر