афринда аптомобил бомба партлиди

сүрийәниң шималиға җайлашқан африн наһийә мәркизидә аптомобил бомба партлап 13 киши йариланди.

1268865
афринда аптомобил бомба партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: афринниң наһийә мәркизидә кишиләр топлишип олтурақлашқан районда бомба орунлаштурулған аптомобил партлиди.

партлаш җүмә намизидин бурун йүз бәргән болуп, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, кичик балиларни өз ичигә алған 13 киши йариланған. йариланғанлар нәқ мәйданға йетип кәлгән пуқралар қоғдиниш тәшкилатиниң хадимлири тәрипидин дохтурханиға апирилған. партлашниң тәсиридә әтраптики биналар бузғунчилиққа учриған.

нәқ мәйданға йетип кәлгән йәрлик хәвпсизлик тармақлири, һуҗумниң террорлуқ тәшкилати й п г|п к к тәрипидин қилинған болуш мумкинликини пәрәз қилмақта.

африн наһийә мәркизидә 2019-йили 8-авғусттиму бомба орунлаштурулған бир мотосиклит партлап, икки киши җенидин айрилған, тоққуз киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر