фирансийә сәуди әрәбистан мәликисини қамаққа һөкүм қилди

сәуди әрбистан падишаһи сәлман бин абдуләзизниң қизи мәликә һасса бин сәлман фирансйәниң пайтәхти париждики өйидә өз қоғдуғучиси арқилиқ өйдә ремунт ишлирини қиливатқан ремунтчини урғузғанлиқи сәвәбидин 10 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1269011
фирансийә сәуди әрәбистан мәликисини қамаққа һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ле фигаро гезитиниң хәвәр қилишичә, париж җинайи ишлар мәһкимиси һасса бин сәлман зораванлиқ қилиш, зорванлиқ вәқилиригә арилишиш җинайәтлири билән әйибләп, һөкүм қарарини елан қилған.

сот мәһкимиси париждики өз қоғдуғучиси арқилиқ өйдә ремунт ишлирини қиливатқан ремунтчини уғузғанлиқи сәвәбидин һасса бин сәлманға 10 айлиқ қамақ җазаси вә 10 миң йавро җәриманә җазаси бәрди.

ремунтчини урған қоғдғучиси болса, 8 айлиқ қамақ җазаси вә 5 миң йаро җәриманә җазасиға һөкүм қилинди.

һасса бин сәлманниң адвокати еммануел мойнә ахбаратчиларға бәргән байанатида, мәһкиминиң бу қарариға етираз билдүридиғанлиқини ейтти. 

һасса бин сәлман ремунтчиниң өйдә мәхпий рәсимгә тартқанлиқини билдүргән болуп, сотқа келишниму рәт қилғанлиқи уқтурулди.

һасса бин сәлманниң әйибләшләрни рәт қилғанлиқи, бирақ ремунтчиниң сақчиларға бәргән байанатида һасса бин сәлманниң «бу итни өлтүрүш лазим, йашашқа һәқлиқ әмәс» дегәнликини илгири сүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر