америка русийә һөкүмити ичигә җасус орунлаштурдиму?

русийә пирезидентлиқ сарийи байанатчиси димитри песков русийә һөкүмити ичидики америка җасуси икәнлики илгири сүрүлгән киши һәққидә «шундақ бир хадим бар иди, қоғлап чиқирилди. бирақ растинла җасусму йаки әмәсму? билмәймиз» деди.

1267606
америка русийә һөкүмити ичигә җасус орунлаштурдиму?

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ сарийи байанатчиси димитри песков мухбирларниң «америка русийә һөкүмити ичигә олег симуленков исимлиқ бир җасус орунлаштурған» дегән хәвәләргә алақидар соаллириға җаваб бәрди.

димитри песков олег симуленковниң америка мәркизий истихбарат тәшкилати «CIA» үчүн ишләйдиған йаки ишлимәйдиғанлиқи һәқиқдә мәлумати йоқлуқини вә бу мәсилә һәққидә истихбарат идариси мәсуллириниң хизмәтлири давамлишиватқанлиқини ейтти.

димитри песков американиң русийә тәкшүрүш кометити хадимлирини «йеһова қобанлириниң һәқ һозқуқини дәпсәндә қилған» дегән сәвәб билән ембарго тизимликигә киргүзивалғанлиқи үстидиму тохтилип, «буни қәтий қобул қилишқа болмайду, дәп қаймиз, бу өзара мунасивәтләрдики вәйран қилғуч сизиқниң давамидур» деди.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر