қатар сәуди әрәбистанға «қени, пакитиң болса көрсәт!» деди

қатар сәуди әрәбистан һөкүмитиниң қатарға қаратқан ейибләшлиригә алақидар пакитлири болса, хәлқаралиқ мустәқил тәкшүрүш комитетиға сунушқа вә парис қолтуқи киризисида мурәссәчилик вәзиписини өз үстигә алған кувәйт билән һәмкарлишишқа чақириқ қилди

1266640
қатар сәуди әрәбистанға «қени, пакитиң болса көрсәт!» деди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, қатарниң хәлқара қанунға риайә қилип келиватқанлиқи билдүрүлүп, парис қолтуқи киризисиниң һечбир басқучида буниң әксичә йол тутуп бақмииғанлиқи вә һәр бир бурулушта тинчлиқ асасида һәл қилиш чариси оттуриға қойулиши үчүн хәлқара қанун механизми бойичә һәрикәт қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, «сәуди әрәбистанни җәсурлуқ билән қатар һәққидә оттуриға атқанлириниң дәлил пакитини хәлқара мустәқил тәкшүрүш комитетиға сунушқа шундақла киризискә хатимә бериш үчүн мурәссәчиликни давамлаштуриватқан кувәйт билән һәмкарлишишқа чақиримиз» дейилди.

2017йили 5ийундин буйан қатарға қарши йолға қойулған ембаргониң әмәлдин қалдурулиши вә киризисниң һәл қилинишиниң йалғуз қатарлиқларғила әмәс, өз нөвитидә йәнә, сәуди әрәбистан хәлқигиму пайдилиқ икәнлики әскәртилди.

сәуди әрәбистан шәнбә күни елан қилинған йазма байанатида, «террорлуқни қоллиған» дегәнни илгири сүрүп, қатарға қарши йолға қойулған байқутниң давамлишидиғанлиқини тәкитлигән иди.

сәәди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисирниң 2017йили 5йунда қатар билән болған барлиқ дипломатик мунасвәтлирини үзүп ташлиши вә қатарға иқтисадий җәһәттин қамал қилишни йолға қойуши парис қолтуқи киризисини кәлтүрүп чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر