нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗум җанға замин болди

нигерийәниң шәрқий җәнубида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 10 киши һайатидин айрилди.

1266655
нигерийәдә йүз бәргән қораллиқ һуҗум җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: ебонйи өлкисиниң валийси давид умаһиниң ейтишичә, өлкиниң нигибо районида намәлум кишиләр қораллиқ һуҗум қилип, 10 кишини өлтүргән, көп санда кишини йариландурған, бәзи өйләргә от қойувәткән. вәқәдин кейин районға дөләт хәвпсизлик күчлири әвәтилгән.

дөләттә йеқиндин буйан қораллиқ кишиләрниң мотсиклит арқилиқ һуҗум ларни елип бериши сәвәбидин бәзи өлкиләрдә мотсиклит миниш чәкләнгәниди.

нигерийә пат - пат чарвичилар билән деһқанлар оттурисида шиддәтлик тоқунушларға сәһнә болмақта.

һайванлирини отлитиш үчүн дөләтниң җәнубиға көчүп кәткән фуланилар, деһқанларниң һайванлирини оғрилашқа урунуватқанлиқини вә өзлиригә һуҗум қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

қораллиқ гуруппилар болса бу тоқунушлардин пайдилинип, һуҗумларни елип бармақта, һәмдә район хәлқини гөрүгә еливалмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر