мурсиниң оғли вапат болди
мисирда түрмидә аләмдин өткән, дөләтниң демократик йоллар арқилиқ сайланған тунҗи пирезиденти муһәммәд мурсиниң кичик оғли абдуллаһ мурси йүрәк кесили қозғиип кетип вапат болди.
1263968

түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд мурсиниң чоң оғли әһмәд мурси, анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, қериндиши абдуллаһниң йүрәк кесили қозғилип кетип, дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй вапат болғанлиқини ейтти.
мурси аилисиниң адвукати абдулмөмин абдулмәқсудму абдуллаһ мурсиниң вапат болғанлиқи хәвирини җәзәмләштүрди.
муһәммәд мурси ийун ейида сот мәһкимиси залида йүрәк кесили қозғилип кетип, аләмдин өткәниди.
нәҗла мәһмуд билән өйлүк – очақлиқ болған муһәммәд мурсиниң әһмәд, шәйма, усамә, өмәр вә абдуллаһ исимлик бәш пәрзәнти бар иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.